америкада җумһурийәтчиләр билән демократларниң риқабити кәскин болмақта

америкада өткүзүлгән оттура мәзгиллик сайлимида, демократлар авам палатасида 47 орунни, җумһурийәтчиләр 82 орунни қолға кәлтүрди.

1904073
америкада җумһурийәтчиләр билән демократларниң риқабити кәскин болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: америкада кеңәш палатасиниң үчтин бири болған 35 орун билән авам палатасидики 435 орунниң һәммисини қолға кәлтүрүш үчүн өткүзүлгән оттура мәзгиллик сайлимида ташланған авазларни санаш ишлири давам қилмақта.

бирләшмә агентлиқиниң (AP) бирәсмий нәтиҗилиригә асасланғанда, авам палатаси риқабитидә җумһурийәтчиләр 82 орунни қолға кәлтүргән, демократлар болса 47 орунға игә болған.

җумһурийәтчиләр демократлар үстүнлүктә туруватқан авам палатасиниң контроллуқини қолға кәлтүрүш үчүн йәнә тоққуз орунға игә болуши керәк.

америкада икки йилда бир қетим авам палатаси вә 100 кишилик кеңәш палатасидики 35 орун үчүн сайлам өткүзүлиду.

кеңәш палатасида қайси партийәниң үстүлүккә еришишини, болупму пенсилванийә билән җорҗийа иштати бәлгиләйду. һазирқи әһвалда кеңәш палатасида 50 җумһурийәтчи, 50 демократ бар. 51 орунға еришкән партийә, конгрәниң йуқири қанитиға игә болиду.

бирләшмә агентлиқи елан қилған нәтиҗиләргә қариғанда, җумһурийәтчиләр охайо вә шималий каролина иштатлирида ғәлибә қилған. һазирчә җумһурийәтчиләр 17 орунға, демократлар 10 орунни қолға кәлтүргән. һазир җумһурийәтчиләр билән демократлар 46 дин орунни қолға кәлтүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر