җо байдин русийәни агаһландурди

америка пирезиденти җо байдин русийәниң украинада тактикилиқ йадро қораллирини ишлитишиниң интайин еғир хаталиқ болидиғанлиқи һәққидә агаһландурушта болди.

1897682
җо байдин русийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин ақсарайдики мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

җо байдин бир мухбирниң: «русийә украинаниң мәйнәт бомба ишлитидиғанлиқини илгири сүрмәктә, сизниңчә бу русийәниң алдамчилиқ һәрикитиниң тәййарлиқи болуши мумкинму?» дегән соалиға җаваб берип, «әгәр русийә тактикилиқ йадро қорали ишлитидиған болса, бу аҗайип еғир хаталиқ болиду. мән һазир буниң русийәниң алдамчилиқ һәрикити икәнликигә капаләт берәлмәймән. буни билмәймән. әмма бу (йадро қорал ишлитиш) интайин еғир хаталиқ болиду»  деди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу украинаниң «мәйнәт бомба» ишлитишкә тәййарлиқ қиливатқанлиқини илгири сүргән болуп, русийә ташқи ишлар министири сергей лавровму украинада радиоактиплиқ бомба ишләпчиқириш техникиси болған муәсссиләрниң барлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر