полша германийәни тәнқид қилди

полша баш министири матевус морависки (Mateusz Morawiecki) берлин һөкүмитиниң -февралдин (2022) тартип давамлишиватқан украина-русийә урушиға тутқан позитсийәсини қаттиқ тәнқид қилди.

1878930
полша германийәни тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: полша баш министири матевус морависки берлин һөкүмитиниң 24-февралдин тартип давамлишиватқан украина-русийә урушиға тутқан позитсийәсини тәнқид қилип, украина мудапиә мәсилисидә германийәгә беқинди болуп қалған әһвалда, мәвҗут болуп туралмайдиғанлиқини билдүрди.

полша баш министири матевус морависки германийәдә нәшр қилинидиған «дер шпейгел» журнилиниң зийаритини қобул қилғанда, йавропаға еғир зийан салған енергийә сийасәтлиригә қарши берлинниң һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқини әскәртип, германийә билән иттипақниң қиммити үстидә гуман пәйда қилғанлиқини қәйт қилди.

у полшаниң украинаниң әң күчлүк қоллиғучилири қатаридин орун алғанлиқини, буниң дәл әксичә, германийәниң позитсийәсиниң кишини үмидсизләндүридиғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«берлин полшаниң узундин буйан русийә енергийәсигә, болупму <1-шималий еқим> вә <2-шималий еқим> туруба линйәлиригә беқинди болуп қелиш тоғрисидики агаһландурушлириға қулақ салмай кәлди. украина мудапиә мәсилисидә германийәгә беқинди болуп қалған әһвалда, мәвҗут болуп туралмайду. германийә һәр қачан москваға нисбәтән мурәссә йолини тутуп кәлди, русийәгә бойун әгди. бизниң русийә тоғрисида қилған барлиқ агаһландурушлиримиз тоғра иди. мана әмди авазимизниң илгирикигә қариғанда бәкрәк аңлиниватқанлиқи һәммигә айдиң.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر