пакистанда кәлкүндә җенидин айрилғанларниң сани 903 кә чиқти

пакистанда мусон йамғурлири сәвәбидин йүз бәргән кәлкүндә җенидин айрилғанларниң сани 903 кә йәтти.

1872166
пакистанда кәлкүндә җенидин айрилғанларниң сани 903 кә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан килимат өзгириши министири шәри рахман твитетрда байанат елан қилип, 14-ийундин (2022) буйан шиддәтлик йағқан йамғур сәвәбидин җенидин айрилғанлар саниниң 903 кә чиққанлиқини билдүрди.

у байанатида, җенидин айрилған кишиләрдин 326 нәпириниң кичик бала, 191 нәпириниң айал икәнликини әскәртип, миңларчә кишиниң йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанлиқини вә бу әһвалниң «инсаний киризис» икәнликини қәйт қилди.

у йардәм мәнбәлириниң чәклик болуши вә буни һәл қилиш үчүн дөләтниң, шундақла хәлқаралиқ достларниң йардиминиң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

пакстан баш министири шаһбаз шәриф твиттерда хәлққә хитаб қилип, кәлкүнниң тәсиригә учриған кишиләргә йардәм қилишқа чақирди. у һөкүмәтниң йардәм вә «йара излири» ни йахшилаш хизмәтлири үчүн милйардларчә рупийәгә еһтийаҗлиқ икәнликини әскәртти.

синд иштатиниң баш министири мурат әли шаһму суккур шәһиридә байанат елан қилип, пүткүл иштатниң су астида қалғанлиқини билдүрди.

мурат әли шаһ өткән йилға (2021) селиштурулғанда, бу йил авғуст ейида (2022) синд иштатиға %600 дин артуқ йамғур йағқанлиқини хатирилитип: «йемәк-ичмәк, чедир, һәтта қалайдиған отунимиз түгәватиду. нурғун җайларда електр вә тәбиий газ йоқ» деди.

у 1 милйон чедирға җиддий еһтийаҗлиқ икәнликлирини тәкитлиди, һәмдә һәр қайси иҗтимаий вә хәйр-сахавәт тәшкилатлириға чақириқ қилди.

йавропа иттипақи пакистанда шиддәтлик йамғурниң тәсиригә учриғанлар үчүн 350 миң доллар, америка 100 миң доллар йардәм қилидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر