шивитсийәдә террорчиларниң қоллиғучиси аминә какабаве сотқа әрз қилди

шивитсийәдә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қоллиғучиси шундақла мустәқил парламент әзаси аминә какабаве шивитсийә ташқи ишлар министири үстидин сотқа әрз сунди.

1851926
шивитсийәдә террорчиларниң қоллиғучиси аминә какабаве сотқа әрз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шивитсийәдә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қоллиғучиси шундақла мустәқил парламент әзаси аминә какабаве шивитсийә, финландийә вә түркийә оттурисида түзүлгән үч тәрәп әһдинамисиға тутқан позитсийәси сәвәбидин шивитсийә ташқи ишлар министири ән линде үстидин сотқа әрз қилди.

дөләтниң рәсмий хәвәр агентлиқи «TT» ниң хәвәр қилишичә, какабаве алдинқи һәптә нато рәһбәрлири йиғинидин илгири шивитсийә, финландийә вә түркийә оттурисида түзүлгән үч тәрәп әһдинамисиниң «қанунсиз» икәнликини вә ташқи ишлар министири линдениң өз һоқуқиға хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүрүп сотқа әрз сунған.

хәвәрдә, шивитсийәниң түркийәгә қорал експорт қилиш вәдисидин биарам болуватқанлиқини тилға алған какабавениң шивитсийәниң җинайәтчиләрни түркийәгә тапшуруп беридиғанлиқи тоғрисидики маддиниңму тәкшүрүлишини тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر