пакистанда йолучилар аптобуси өрүлүп чүшүп, 19 киши қаза қилди

пакистанниң балучистан өлкисидә йолучилар аптобуси өрүлүп чүшүп, аз дегәндә 19 киши қаза қилди вә 12 киши йариланди.

1851170
пакистанда йолучилар аптобуси өрүлүп чүшүп, 19 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт таратқулириниң хәвәрлиригә асасланғанда, кетта шәһиридин равалпиндиға қарап йолға чиққан аптобус намәлум сәвәб билән өрүлүп, ширани районидики җилғиға чүшүп кәткән.

вәқәдә аз дегәндә 19 киши қаза қилип 12 киши йариланған.

алақидар мәсуллар аптобуста 35 кишиниң барлиқини, издәш вә қутқузуш хизмитиниң давамлшиватқанлиқини елан қилди.

баш министир шаһбаз шәриф һадисидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر