чипрас: гиретсийә һөкүмити нато башлиқлар йиғинида еғир дипломатик мәғлубийәткә учриди

гиретсийәдики намлиқ асаслиқ өктичи партийәниң рәһбири алекис чипрас, гиретсийә һөкүмитиниң нато башлиқлар йиғинидики ташқи сийаситиниң мәғлуп болғанлиқини илгири сүрди.

1850905
чипрас: гиретсийә һөкүмити нато башлиқлар йиғинида еғир дипломатик мәғлубийәткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәдики <радикал солчилар иттипақи> намлиқ асаслиқ өктичи партийәниң рәһбири алекис чипрас, гиретсийә һөкүмитиниң испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғинидики ташқи сийаситиниң мәғлуп болғанлиқини, түркийәниң толуқ қоллап – қуввәтләнгәнликини ейтти.

алекис чипрас гиретсийә OPEN телевизийәсиниң сөһбәт пирограммисида, гиретсийәниң мадридта өткүзүлгән нато башлиқлар йиғинидики дипломатийә сийасити һәққидә тохтилип, америка пирезиденти җо байдинниң түркийәгә F-16 типлиқ уруш айропилани сетип бериш мәсилисигә тутқан иҗабий позитсийәсиниңму мичотакс һөкүмитиниң мәғлубийити икәнликигә ишарәт қилған һалда: «башлиқлар йиғинида көргәнлиримиз бизни әндишигә селиши керәк. мәсилә йалғуз F-16 ларниң сетилиши мәсилиси әмәс, түркийәни омумйүзлүк қоллаш мәсилиси» деди.

башлиқлар учришиши вә түркийәниң әгә деңизидики сайаһәт паалийитидә ишлитиватқан «TurkAegean» ениқлимисиниң йавропа тәрипидин тизимға елиниши тоғрисида тохталған чипрас, «биз ечинишлиқ дипломатик мәғлубийәткә учридуқ. әгәр мән баш министир болуп, бу ишлар йүз бәргән, униң үстигә «TurkAegean» ениқлимисиниң түркийә тәрипидин елан маркиси сүпитидә тизимлитилған болса, мән мадридтин пийадә қайтип кәлгән болаттим» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر