бейҗиң германийә баш әлчисини министирлиққа чақиртти

германийәдә төт киши хитай үчүн җасуслуқ қилиш билән әйиблинип қолға елинғандин кейин, хитай һөкүмити германийәниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси патрисийа филорни ташқи ишлар министирлиқиға чақиртти.

2132556
бейҗиң германийә баш әлчисини министирлиққа чақиртти

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси фил өзиниң иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида адресида байанат елан қилип, төт нәпәр германийә пуқраси җасуслуқ җинайити билән әйиблинип қолға елинғандин кейин, өзиниң хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин чақиртилғанлиқини уқтурди.

флор бу әһвални өз дөлитиниң позитсийәсини сөһбәтдашлириға йәткүзүшниң йахши пурсити дәп шәрһлиди вә германийәниң җасуслуқ паалийәтлиригә йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.

германийәниң асасий қанунни тайанч қилған васитиләрдин пайдилинип демократийәси вә асасий қанунлуқ дөлитини қоғдайдиғанлиқини байан қилған филор, тәкшүрүшниң давам қиливатқанлиқини вә мустәқил сотниң әйибләшләр һәққидә қарар чиқиридиғанлиқини қәйт қилди.

4-айниң 22-, 23-күнлири германийәдә төт герман хитай дөләт бихәтәрлик идариси үчүн җасуслуқ қилиш билән әйиблинип қолға елинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر