җо байдин русийәдин алтун импорт қилишни чәкләйдиғанлиқини елан қилди

америка пирезиденти җо байдин германийәниң баварийә өлкисидики елмав сарийида өткүзүлидиған г 7 рәһбәрләр йиғинида росийә-украина уруши сәвәбидин русийәдин алтун импорт қилишни чәкләйдиғанлиқини елан қилди.

1848280
җо байдин русийәдин алтун импорт қилишни чәкләйдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: байден тивиттер һесабида елан қилған йазмисида, русийәниң украина урушидики иқтисадий мәнбәсини  тосуш үчүн американиң русийә пирезиденти виладимир путинниң алдиға мисли көрүлмигән чиқимларни қойғанлиқини билдүрди.

байдин, «г 7 рәһбәрләр йиғинида америка, әнгилийә, канада, франсийә, германийә, италийә вә йапонийә биликтә русийәниң нәччә он милйард долларлиқ муһим експорт мәһсулатлиридин бири болған алтунни импорт қилишни чәкләйдиғанлиқимизни елан қилимиз» деди.

русийә бултур тәхминән 331 миң тонна алтун ишләпчиқириш билән хитайдин қалсила иккинчи чоң алтун ишләпчиқарғучи дөләт болған иди. алтун русийәниң енергийәдин кейинки иккинчи муһим експорт мәһсулати дәп билиниду.

дунйаниң иқтисади вә сийасий мәсилилирини һәл қилишта муһим мунбәрләрниң бирси һесаблинидиған г7 рәһбәрлири йиғини германийәниң баварийә өлкисидики елмав сарийида өткүзүлиду.

г7 рәһбәрлири йиғини бүгүн башлинип, 28 - ийунда ахирлишиду.

дунйаниң 7 чоң иқтисадий гәвдисини бир йәргә җәм қилидиған г7 рәһбәрлири йиғини, русийә-украина уруши сәвәбидин дунйада енергийә вә йемәклик баһаси өрләп кәткәндин башқа йәнә, иқтисадта тохтап қелиш вә йуқири дәриҗилик пул  пахаллиқи тәң йүз бериватқан, қатмал һаләт дәпму аталған бир вәзийәттә  өткүзүлмәктә.

г7 рәһбәрлириниң асаслиқ темиси русийәниң украинаға қарши елп бериватқан уруши вә униң иқтисадий ақивәтлири болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر