украинаниң йавропаға әза болушиға 15 - 20 йил вақит кетидиғанлиқи илгири сүрүлди

фирансийәниң йавропа ишлириға мәсул министири клемент бион украинаниң йавропа иттипақиға әза болушиға 15-20 йил вақит кетидиғанлиқини ейтти.

1830531
украинаниң йавропаға әза болушиға 15 - 20 йил вақит кетидиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң йавропа ишлириға мәсул министири клемент бион фирансийә пирезиденти еммануел макронниң украинани йавропа иттипақиға техиму бурун әза қилишқа пайдилиқ «йавропа сийасий ортақ гәвдиси» қуруш тәклипини қайта тәкитләп: «мән украиналиқларға һәр қандақ бир хам хийал сунуш йаки йалған ейтишни халимаймән» деди.

бир радийо қанилиниң соаллириға җаваб бәргән фирансуз министир: «сәмимий болушимиз керәк. әгәр украинаниң алтә ай йаки бир - икки йил ичидә йавропа иттипақиға әза болидиғанлиқини оттуриға қойсиңиз, йалған сөзлигән болисиз. (буниңға) 15 йаки 20 йил вақит кетиши мумкин» дегәнләрни қәйт қилди.

пирезидент макронниң йавропа сийасий ортақ гәвдиси қуруш тәшәббусиниң 6 - айдики йавропа иттипақи башлиқлар йиғинида музакирә қилиниши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر