байдин: хитай тәйвәнгә һуҗум қилса, һәрбий инкас қайтуримиз

америка пирезиденти җо байдин асийа зийарити даирисидә йетип кәлгән токйода, йапонийә императори нарухито билән көрүшти.

1830753
байдин: хитай тәйвәнгә һуҗум қилса, һәрбий инкас қайтуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин пирезидентлиқ вәзиписини тапшурувалған 2021-йили йанвардин кейин, тунҗи қетимлиқ асийа зийаритини башлиди.

у җәнубий корейә зийаритини ахирлаштуруп, йапонийә пайтәхти токйоға йетип кәлди вә императорлуқ сарийида император нарухито билән көрүшти.

йапонийә NHK агентлиқи пирезидент җо байдин билән император нарухитониң учришишиниң йерим саәт давамлашқанлиқини хәвәр қилди.

ақсарайниң байанатида, учришишниң «америка хәлқи намидин салам йәткүзүш вә йапонийә-америка мунасивәтлири күчиниң тәкитлиниши» мәқситигә игә икәнлики қәйт қилинди.

пирезидент җо байдин токйода зийарити даирисидә өткүзүлгән «йапонийә-америка башлиқлар йиғини» ниң ахбаратқа ечиветилгән қисмида сөз қилғанда, йапонийә баш вәзири кишида фумийоға «йахши дост» дәп баһа бәрди.

у американиң «иттипақдиши йапонийәниң мудапиәсини толуқ қоллайдиғанлиқи» ни тәкитләп: «америка-йапонийә иттипақи һинди-тинч окйанниң тинчлиқи вә параванлиқиниң ул теши» деди.

у йәнә, икки дөләтниң бүгүнму, кәлгүсидиму қийинчилиқларға бирликтә тақабил туридиғанлиқини билдүрүп, йапонийәниң русйәниң украинаға қиливатқан һуҗумлириға қарши намайан қилған мәйдани сәвәбидин тәшәккүр ейтти.

у йәнә, һинди-тинч окйан иқтисадий рамкисиниң (IPEF)  райондики башқа дөләтләргә өзара һәмкарлиқ вә һинди-тинч окйан районидики хәлққә конкрет пайдиларни кәлтүридиғанлиқини әскәртти.

у «хитай тәйвәнни ишғал қилған әһвалда американиң буниңға арилишип-арилашмайдиғанлиқи» һәққидики соалға: «бу тоғрида вәдә бәрдуқ. <бир хитай сийаситини> ни қобул қилдуқ вә имза қойдуқ... әмма, тәйвәнниң зорлуқ күч билән елиниши мувапиқ әмәс» дәп җаваб бәрди.

у йәнә, хитай тәйвәнгә һуҗум қилған әһвалда һәрбий инкас қайтуридиғанлиқлирини билдүрди.

у 24-феврал (2022) русийәниң украинаға таҗавуз қилғанлиқини билдүрүп: «русийә украинадики йавайилиқи үчүн узун муддәтлик бәдәл төләшкә мәҗбур» деди.

йапонийә баш вәзири кишида фумийо пирезидент байдинниң зийаритиниң «американиң һинди-тинч окйан райониға көңүл бөлүшни һәр қандақ шараит астида күчләндүридиғанлиқини көрситип бәргәнлики» ни ейтти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر