америка пирезиденти җо байдин җәнубий корейәдә зийарәттә болмақта

америка пирезиденти җо байдин шималий корейә рәһбири ким җоңунға йәткүзидиған көп нәрсә йоқлиқини ейтти.

1830345
америка пирезиденти җо байдин җәнубий корейәдә зийарәттә болмақта
biden kore'de.JPG
biden tokyo'da.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: байдин асийа зийарити даирисидә җәнубий корейәгә йетип барғандин кейин мохбирларға байанат бәрди.

шималий корейә рәһбири ким җуңун билән көрүшүш еһтималлиқи үстидә тохтилип, ким җоңунға йәткүзидиған көп нәрсә йоқлиқини әскәртти.

байдин шималий корейәниң һәр қандақ һәрикитигә қарши тәййар икәнликини вә йадро синиқидин әнсиримәйдиғанлиқини ейтти.

байдин бир мухбирниң «кимгә қарита бирәр учриңиз барму-йоқ?» дегән соалиға қарита «мәрһаба» дәп җаваб қайтуруп, бир нәччә секунттин кейин «бу бир җәрйан» ибарисини қолланди.

йәнә бир тәрәптин, байдинниң асийа зийаритиниң иккинчи бекити болған йапонийәгә бириш үчүн айропиланиниң пайтәхт сеулниң җәнубидики осан һәрбий базисидин учқанлиқи хәвәр қилинди.

байдин 2021-йили 1-айда вәзипигә олтурғандин буйанқи тунҗи асийа зийаритини җәнубий корейәдин башлиған болуп, байдин җәнубий корейәниң пирезидентлиқ вәзиписини10-майда өз үстигә алған йон сук йеол билән көрүшти.

икки тәрәплик учришиштин кейин өткүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида, байдин өзиниң ким билән көрүшүшкә очуқ йаки әмәслики үстидә тохтилип, «бу (ким җуңунниң) сәмимий вә әстайидил болуш йаки болмслиқиға бағлиқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر