шиветсийә: түркийә билән чүшиниш һасил қилалмидуқ, дипломатик сөһбәтләрни давамлаштуримиз

шиветсийә ташқи ишлар министири ән линде түркийә билән түнүгүн кәчтә өткүзүлгән сөһбәтләрдә чүшиниш һасил қилиналмиғачқа, дипломатик сөһбәтни давамлаштурушни қарар қилғанлиқини билдүрди.

1827123
шиветсийә: түркийә билән чүшиниш һасил қилалмидуқ, дипломатик сөһбәтләрни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири ғәйрий рәсмий йиғини җәрйанида түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкән линде, дөлитиниң натоға әзалиқ илтимаси сунуш қарари тоғрисида тохтилип: «түркийә билән түнүгүн кәчтә өткүзгән сөһбәтләрдә чүшиниш һасил қилалмидуқ вә дипломатик сөһбәтләрни давамлаштурушни қарар қилдуқ.

түркийә тәрәп билән «сурийәниң шималидики тәшкилат» мәсилисидә чүшинишәлмигәнликини билдүргән линде: «биз п к к ниң террорлуқ тәшкилати икәнликини қобул қилимиз. сурийәниң шималидики тәшкилат тоғрисида бундақ ойлимаймиз, шундақла нурғун нато дөлитиму бундақ ойлимайду. америка вә башқа нато дөләтлиригә охшаш бизму сүрийәниң шималидики корд тәшкилатлири билән көрүштуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

министир мәвлүт чавушоғлу твиттердики адресида байанат елан қилип: «мән натоға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң берлинда чақирилған ғәрий рәсмий йиғини җәрйанида шиветсийәлик вә финландийәлик мәнсәпдашлиримиз билән көрүштүм» деди.

министир чавушоғлу нато йиғиниға кириштин бурун байанат берип, шиветсийә билән финландийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни очуқ – ашкара қоллайдиғанлиқини тәкитләп: «барлиқ агаһландурушимизға қаримай, көзимизниң алдида йүз бериватқан бу әһвал өз нөвитидә хәлқимизниң һессийатиға пассип тәсир көрсәтмәктә. шуңлашқа, иттипақдаш дөләткә айлинидиған дөләт бизгә һәр күни һуҗум қиливатқан, әскәрлиримиз вә сақчилиримизни шеһит қиливатқан террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни қоллимаслиқи керәк» дегәниди.

җумһур рәис әрдоған җүмә күни истанбулда шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуш җәрйани һәққидә мухбирларға байанат берип: «биз нөвәттә шиветсийә билән финландийәгә мунасивәтлик өзгиришләрни көзитиватимиз. әмма бизниң бу һәқтики қаришимиз иҗабий әмәс. илгири, биздин бурунқи һөкүмәтләр гиретсийәниң натоға әза болуши мәсилисидә хата қилди. гиретсийәниң натони дәстәк қилип туруп, түркийәгә тутуватқан позитсийәиси силәргиму айан. түркийә болуш сүпитимиз билән, бу җәһәттә иккинчи қетим хаталиқ садир қилишни халимаймиз. буниңдин башқа, сикандинавийә дөләтлири, әпсуски, террорлуқ тәшкилатиниң меһманханисиға охшап қалди. п к к, д һ к п җ қатарлиқлар шиветсийәгә, голландийәгә ува салди. техиму илгириләп оттуриға қойидиған болсам, улар мәзкур дөләтләрниң парламентлиридинму орун алмақта. бундақ әһвалда, бизниң бу ишқа иҗабий қаришимиз мумкин әмәс» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر