шималий корейә бүгүнму башқурулидиған бомба синақ қилди

җәнубий корейә бүгүн шималий корейәниң баллистик болуш еһтималлиқи йуқири болған икки данә башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини билдүрди.

1769064
шималий корейә бүгүнму башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийә баш иштаби тәрипидин елан қилинған байанатта, башқурулидиған бомбиларниң  шималий корейәниң шәрқидики һамхуң районидин шу йәрниң вақти  әтигән саәт 08:00 дә йапон деңизиға қаритип қойуп берилгәнлики уқтурулди.

байанатта, 20 киломитир егизликтә 190 киломитир йол йүргән қисқа мусапилик башқурулидиған бомбиларниң баллистик болуш еһтималлиқиниң  йуқири икәнлики тәкитләнди.

йапонийә һөкүмити башқурулидиған бомбиларниң йапонийә деңизиға, дөләтлик алаһидә иқтисадий райониниң сиртиға чүшкәнликини елан қилди.

йапонийә баш министири кишида фумио бу синаққа қарита «толиму қамлашмиған иш» дәп баһа бәрди вә шималий корейәниң һәрбий һәрикәтлирини йеқиндин көзитишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

дөләт бихәтәрликигә тәһдит һес қилинмиғанлиқини тилға алған кишида фумио синаққа мунасивәтлик наразилиқ агаһландурушлириниң пйоңйаң һөкүмитигә йәткүзүлгәнликини ейтти.

кйодо агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, шималий корейә 2022-йилиниң бешидин буйан 6-қетим башқурулидиған бомба қойуп бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر