украина қирим әтрапида маневир өткүзди

украина армийәси русийә қанунсиз бесивалған қирим әтрапида ракета атар системилири қатнаштурулған һәрбий маневир өткүзди.

1766305
украина қирим әтрапида маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийәси қирим әтрапида ракета атар системилири қатнаштурулған һәрбий маневир өткүзүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

украина армийәсиниң байанатида, маневирда «BM-21» типлиқ ракета атар системилириниң ишлитилгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, қирим әтрапидики херсон районида өткүзүлгән маневирниң, армийәниң туйуқсиз йүз бәргән өзгиришләргә тәййар турушини мәқсәт қилғанлиқи әскәртилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر