әбу забида бир қатар партлашлар йүз бәрди

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбу забида арқа-арқидин партлашлар йүз бәрди. әмма өлүм-йетим һадисиси көрүлмиди.

1763844
әбу забида бир қатар партлашлар йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: партлашларниң үчи әбу забидики санаәт районида йүз бәрди. вәқәдә лиқ май қачиланған үч нефит баки партлап кәтти.

йәнә бир қетимлиқ партлаш, әбу заби хәлқара айродурумида қурулуш қилиниватқан җайда йүз бәрди. партлашлардин кейин, от кәтти.

сақчи даирилири дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, вәқәләрниң учқучисиз һава аппаратлири тәрипидин йүз бәргән болуш мумкинликини қәйт қилди.

партлашлардин кейин, йәмәндики иранниң қоллиши астидики һусийлар, әрәб бирләшмә хәлипиликигә һуҗум қилғанлиқлирини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر