йавропа иттипақи шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини әйиблиди

йавропа иттипақи шималий корейәниң бир һәптә ичидә икки қетим башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини әйиблиди.

1761619
йавропа иттипақи шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий дәриҗилик вәкили җосеп боррелниң ишханисидин елан қилинған байанатта, шималий корейәниң 5-вә 11-йанвар икки қетим башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики әскәртилди.

байанатта, « шималий корейәниң қанунсиз қорал системисиға еришиш уруниши хәлқараниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә тәһдит салмақта дейилди.

байанатта, шималий корейә бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң қарарлири даирисидики мәсулийәтлирини ада қилишқа чақирилди.

байанаттайәнә, шималий корейәниң америка вә җәнубий корейә билән иҗабий дипломатийигә қатнишиши, йадросизлинишқа алақидар һәрикәтләрни башлиши вә кәң көләмлик қирғучи қораллардин ваз кечиши тәләп қилинди.

йавропа иттипақи шималий корейә әгәр б д т бихәтәрлик кеңишиниң қарариға әмәл қилмадикән ембарғуларни йүргүзишни давамлштуридиғанлиқини билдүрди.

йапонийә билән җәнубий корейә 11-йанварда шималий корейәниң баллистик болуш еһтималлиқи болған болған башқурулидиған бомбини синақ қилғанлиқини елан қилған қилған иди.

шималий корейәниң 5-йанварда «аваздинму тез сүрәтлик башқурулидиған бомбини мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини» җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر