хитай американиң бәзи һава йоллири ширкитиниң айропилан сәпәрлирини әмәлдин қалдурди

хитай һөкүмитиниң американиң бәзи һава йоллири ширкити айропиланлириниң хитайға учушиға тосқунлуқ қилғанлиқи билдүрүлди.

1761380
хитай американиң бәзи һава йоллири ширкитиниң айропилан сәпәрлирини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмитиниң, декабир (2021) ейи ахирида хитайға кәлгән йолучиларниң вухән вируси (Kovid-19)  билән йуқумланғанлиқиниң байқилиши билән, бәзи америка һава йоллири ширкитиниң айропилан сәпәрлирини әмәлдин қалдурушни қарар қилғанлиқи билдүүрлди.

бирләшмә һава йоллири ширкити (United Airlines) мушу ай (2022-йил йанвар) ниң ахирлирида болидиған сан франсискодин шаңхәйгә алтә айропилан сәпирини әмәлдин қалдурушқа мәҗбур болғанлиқини  елан қилди.

йәнә бир тәрәптин, феврал (2022) ейниң бешида қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһибханлиқ қилидиған хитай, вухән вируси қайтидин көпийишкә башлиғандин кейин, сайаһәт чәклимилирини күчәйтти.

хитай һөкүмити айропилан учуштин бурун вә хитайға кәлгәндин кейин, вухән вируси тәкшүрүшини шәрт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر