һиндистан аваздинму йуқири сүрәтлик башқурулидиған бомбисини деңизда синақ қилди

һиндистан илғар, аваздинму йуқири сүрәтлик «брахмос» намлиқ башқурулидиған бомбисиниң деңиз варийантиниң мувәппәқийәтлик синақ қилинғанлиқини елан қилди.

1761597
һиндистан аваздинму йуқири сүрәтлик башқурулидиған бомбисини деңизда синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан дөләт мудапиә тәтқиқат вә тәрәққийат тәшкилати (DRDO)  тәрипидин елан қилинған байанатта,«брахмос намлиқ, аваздинму йуқири сүрәтлик башқурулидиған бомбаниң деңиздин деңизға қойуп берилидиған илғар варийанти бүгүн висахапатнамда синақ қилинди вә бәлгиләнгән һуҗум нишани парахотқа нәх тәгди» дегән сөзләр ишлитилди.

дөләт мудапиә министири раҗнат синг башқурулидиған бомбиниң мувәппәқийәтлик қойуп берилишиниң һиндистан деңиз армийәсиниң вәзипә өтәшкә тәййар икәнликини җәзмләштүргәнликини ейтти.

һиндистан деңиз армийәси нойабирдиму  аваздинму йуқии сүрәтлик бирахмос намлиқ башқурулидиған бомбисини деңизда мувәппәқийәтлик синақ қилғн иди.

башқурулидиған бомбиниң майда «Su-30 MKI» күрәшчи айропиланидин вә синтәбирдә болса, одишадики  универсал синақ мәйданидин мувәппәқийәтлик қойуп берилгәнлики елан қилинған иди.

исмини һиндистанниң брахмапутра дәрйаси вә русийәниң москва дәрйасидин елип, бирахмос дәп аталған башқурулидиған бомба икки дөләт тәрипидин бирликтә ишләпчиқирилмақта.

аваздин 2.8 һәссә тез сүрәтлик бирахос башқурулидиған бомбиси һавадин, қуруқлуқтин вә деңиздин қойуп берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر