лавров ваң йи билән қазақистан вәзийити тоғрисида сөзләшти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән телефонлишип, қазақистан вәзийити тоғрисида сөзләшти.

1760659
лавров ваң йи билән қазақистан вәзийити тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, сергей лавров билән ваң йиниң телефон сөһбити җәрйанида, қазақистан һөкүмитиниң асасий қанунда көрситилгән тәртип – интизамни қайтидин капаләткә игә қилишини күчлүк қоллайдиғанлиқлирини оттуриға қойғанлиқини уқтурди.

сөһбәттә, қазақистанда йүз бәргән вәқәләрдики чәт күчләрниң тәсириниң әндишә пәйда қилғанлиқи, қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт токайевниң тәһдитләргә қарши дәл вақтида шундақла мувазинәтлик қәдәмләрни ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

ваң йи сөһбәт әснасида коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириниң қазақистанда йолға қойған тәдбирлиригә иҗаби баһа беридиғанлиқини билдүрди. һәр икки дөләт вәкили шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йавро-асийа вә оттура асийаниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиштики әһмийитини тәкитләп өтти.

сөһбәттә, лавров дөлитиниң америка қошма иштатлири билән шевийетсарийәниң җәнвә шәһиридә башланған вә шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато биләнму өткүзүлидиған бихәтәрлик сөһбәтлири тоғрисида ваң йини вақипландурди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر