иран икки террорчини уҗуқтурғанлиқини уқтурди

иран бихәтәрлик күчлири дөләтниң шәрқий җәнубиға җайлашқан систан-балучистан өлкисидә қораллиқ учқучисиз һава аппарати билән зәрбә бериш һәрикити елип берип, икки кишини бир тәрәп қилди.

2132379
иран икки террорчини уҗуқтурғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсимий хәвәр агентлиқи — ирнаниң хәвиригә қариғанда, бихәтәрлик хадимлири систан-балучистан өлкисиниң «шуру» районида «террорлуқ тәшкилати» әзалириниң бир машинисиға қораллиқ учқучисиз һава аппарати билән һуҗум қилип, икки кишини уҗуқтурған.

әмма мәзкур хәвәрдә, «террорчи» дәп атиливатқан мәзкур кишиләрниң қайси террорлуқ тәшкилатиға тәвә икәнлики тоғрисида учур берилмиди.

иранниң шәрқий җәнубиға җайлашқан пакистан билән чеградаш систан-балучистан өлкиси йиллардин буйан пат-патла қораллиқ вә бомбилиқ вәқәләрни пәйда қилип туридиған «җәйшуләдл» намлиқ бир тәшкилатниң һуҗумлириға сәһнә болмақта.


خەتكۈچ: #уйғурчә , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر