русийә латвийәлик икки дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

русийә латвийәниң москвадики әлчиханисида ишләватқан икки дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилди.

2132307
русийә латвийәлик икки дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, латвийәниң буниңдин илгири икки рус дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилғанлиқини хатирилитип өтти вә бу «асассиз» ташланған қәдәм сәвәбидин латвийәниң москвадики әлчихансииниң мувәққәт дипломати дейс рутканиң министирлиққа чақиртилғанлиқини билдүрди.

байанатта: «латвийәниң москвадики әлчиханисида ишләйдиған икки дипломат өзара охшаш усулда инкас қайтуруш пиринсипи вә вийенна дипломатик мунасивәтләр әһдинамисиниң 9-маддисидики бәлгилимә бойичә чеградин қоғлап чиқирилиду. латвийә тәрәпкә <әгәр рига, русийә дипломатлириға қарши дүшмәнләрчә муамилә қилишни давамлаштуридиған болса,  москваниң муқәррәр һалда ригаға қарши уни азабқа дучар қилидиған қәдәмләрни ташлайдиғанлиқи> билдүрүлди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر