нато: русийәниң әндишилиригә һәр даим қулақ селишқа тәййармиз

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг русийәниң әндишилиригә һәр даим қулақ селишқа тәййар икәнликлирини билдүрди.

1759228
нато: русийәниң әндишилиригә һәр даим қулақ селишқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилған ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида бәргән байанатида, йиғинда, иттипақдаш дөләтләрниң, русийәниң украина чеграсида вә украинаниң ички қисимлирида қошун орунлаштурушиниң йавропаниң бихәтәрликигә қарита тәсирлири һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, русийәниң чақриқларға қаримай қошун  орунлаштуруш вә тәһдит селишни давамлаштуруватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «тоқунуш хәвпи туғулди, русийәниң таҗавузчилиқ позитсийәси йавропаниң бихәтәрлик тәртипигә зийан йәткүзди.»

2019 – йилдин буйан тунҗи қетим 12 – йанвар күни шималий атлантик әһди тәшкилати – русийә кеңиши йиғини чақирилидиғанлиқини қәйт қилған столтенберг, 10 – йанвар күни җәнвәдә америка қошма иштатлири – русийә йиғини, 13 – йанвар күни йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йиғини чақирилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «келәр һәптә ишқа ашурулидиған учришишлар, русийәниң дийалог вә дипломатийә мәсилисидә җиддий қарайдиғанлиқини намайән қилиши үчүн муһим бир пурсәттур, русийәниң әндишилиригә һәр даим қулақ селишқа тәййармиз. шималий атлантик әһди тәшкилати, киризисниң сийасий йоллар билән һәл қилиниши үчүн һәр җәһәттин тиришчанлиқ көрситиду, лекин, дийалогниң мәнилик болуши үчүн, буниң иттипақдашларниң русийәниң һәрбий паалийәтлири һәққидә узундин буйан давамлишиватқан әндишилириниму өз ичигә елиши керәк.»

у, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң русийә билән йахши нийәттә сөһбәт өткүзидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «биз дипломатийәниң мәғлуб болуш еһтималлиқиға қарита тәййарлиқ көрүп қойушимиз лазим, буниңдин кейин украинаға қаритилған һәрқандақ шәкилдики таҗавузчилиқ русийәгә нисбәтән еғир ақивәтләр вә еғир бәдәлләрни елип келиду.»

у йәнә, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң украинани давамлиқ қоллайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر