йапонийә сағлам, узун өмүр көрүш нисбитидә рекорт йаратти

йапонийәниң сағлам, узун өмүр көрүш нисбити айалларда 75 йашқа вә әрләрдә 72 йашқа йетип, рекорт йаратти.

1754108
йапонийә сағлам, узун өмүр көрүш нисбитидә рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә һәр 3 йилда тәхминән 200 миң аилидә елип баридиған тәтқиқатниң 2019-йиллиқ нәтиҗисини елан қилди.

йапонийә сәһийә министирлиқи сағлам,  узун өмүр көрүш нисбитиниң айалларда 75.38 йашқа вә әрләрдә 72.68 йашқа йәткәнликини елан қилди.

байанатта , тәтқиқат башланған 2001-йилдин буйан мәзкур нисбәтниң һәм айалларда, һәм әрләрдә давамлиқ ешиватқанлиқи, өлкиләргә көрә елип ейтқанда, мийедики айаллар вә отадики әрләрниң әң узун сағлам өмүр көридиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, кйотодики айаллар вә иватедики әрләрниң болса, сағлам өмриниң әң қисқа болидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر