германийә бу йил қорал експорт қилишта рекорт йаратти

германийәниң бу йил қорал вә һәрбий үскүниләрни сетиш нисбитиниң 9 милйард йавродин ашқанлиқи елан қилинди.

1752706
германийә бу йил қорал експорт қилишта рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә хәвәр агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, иқтисад министирлиқи сол партийәниң соалиға җаваб бәргән. министирлиқ бу йил тәхминән 9 милйард 40 милйон йавролуқ қорал вә һәрбий үскүниләрниң сетилишини тәстиқланғанлиқини билдүргән.

буниңдин илгириму 2019-йили 8 милйард 20 милйон йавро билән рекорт йаратқан иди.

германийә әң көп қорал експорт қилған дөләтниң мисир икәнлики билдүрүлди. мисирға 4 милйард 340 милйон йавролуқ қорал вә һәрбий үскинә сетилди.

ангела меркел рәһбәрликидики сабиқ һөкүмәт, һакимийәтни тапшуруп бериштин сәл илгири мисирға икки қетим қорал експортини тәстиқлиған иди.

мисирниң бу қораллар билән йәмәндики пуқраларни һуҗум нишани қилғанлиқи илгири сүрүливатқан сәуди әрәбистанға йардәм қилғанлиқи әскәртилмәктә.  шуңлашқа  мисирға қорал сетиш германийәдә талаш-тартиш пәйда қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر