путин: муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилиш сәнәт әркинлики әмәс

русийә пирезиденти виладимир путин муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилишниң сәнәт әркинлики болмайдиғанлиқини ейтти.

1752402
путин: муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилиш сәнәт әркинлики әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир путин пайтәхт москвада өткүзүлгән йиллиқ ахбарат елан қилиш йиғинида (түнүгүн) сәнәт әркинлики тоғрисидиму тохталди؛ у сәнәт әркинликигә капаләтлик қилиш керәкликини тәкитләп: «бу әркинлик башқа бир кишиниң әркинликини чәклигәндә, биз оттуриға қойған нишанлар билән униң оттурисида бәзи зиддийәтләрдә болиду» деди вә сөзини давамлаштуруп: «муһәммәд әләйһиссаламни һақарәтләш сәнәт әркинликиму? мениңчә бу әркинлик әмәс. бу дин әркинлики вә мусулманларниң муқәддәс һессийатиға таҗавуз қилғанлиқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر