йүзләрчә бирмалиқ тайландқа қечишқа мәҗбур болди

бирма армийәсиниң етник қораллиқ гуруппиларниң контроллуқи астидики бир йезиға һава һуҗуми қилиши билән, йүзләрчә кишиниң тайландқа қачқанлиқи билдүрүлди.

1752275
йүзләрчә бирмалиқ тайландқа қечишқа мәҗбур болди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма армийәси билән һәрбий өзгиришкә қарши етник қораллиқ гуруппилар оттурисида тоқунушлар давамлашмақта.

бирма армийә күчлири карән миллий иттипақиниң контроллуқи астидики лай кай кав йезисиға һавадин һуҗум қилди.

йәрлик мәсуллар вә район аһалилириниң мәлуматлириға асасланғанда, бирма армийәсиниң еғир типлиқ зәмбирәкләр билән топқа тутуши вә һава бомбардимани сәвәбидин йүзләрчә бирмалиқ дәрйадин өтүп тайландқа қечишқа мәҗбур болған.

тоқунушлар сәвәбидин өткән һәптиму 2 миң 500 йеза хәлқи тайландниң мае сот райониға қечишқа мәҗбур болған иди.

районда шиддәтлик тоқунушлар күнсери зорийиватқан болуп, қорал, бомба вә уруш айропиланлири авазиниң тайландқа аңлиниватқанлиқи, партлашларниң тәсиридә өйләрниң силкинип кәткәнлики қәйт қилинди.

карән миллий иттипақи өткәнки күнләрдә, б д т дин бирма армийәсиниң һава һуҗумлирини тохтитиш үчүн кайин иштатини учуш чәкләнгән район елан қилинишини тәләп қилған иди.

бирмада армийә 2021-йили февралда мәвҗут һөкүмәтни тәхттин чүшүрүп һакимийәтни қолға алғандин буйан һәрбий өзгиришкә қарши қораллиқ етник гуруппилар билән армийә күчлири оттурисида шиддәтлик тоқунушлар йүз бәрмәктә.

карән миллий иттипақи қораллиқлири 1.6 милйон киши йашайдиған шәрқтики тағлиқ райони үчүн аптономийә тәләп қилған қораллиқ етник гуруппилардин бири сүпитидә билиниду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر