исираилийәдә төтинчи шишә ваксина әмлитиш тәстиқланди

исираилийәдә 60 йаштин йуқири кишиләр билән сәһийә хизмәтчилириниң вухән вируси (Kovid-19) ға қарши күрәш рамкисида, төтинчи шишә ваксисна әмлитиш тоғрисида йолйоруқ чүшүрүлди.

1751214
исираилийәдә төтинчи шишә ваксина әмлитиш тәстиқланди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә таратқулиридики хәвәрләрдә, исираилийә баш министири нафтали беннет сәһийә кеңишиниң төтинчи шишә ваксина әмлитиш тәвсийәсини мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқини вә мәсулларға ваксина әмлитиш үчүн йолйоруқ чүшүргәнликини билдүрди.

хәвәрләрдә, исираилийәниң төтинчи шишә ваксина әмлитилидиған тунҗи дөләт икәнлики вә 60 йаштин йуқири һәмдә хәтәрлик гуруппида болған сәһийә хизмәтчилириниң үчинчи шишә ваксина әмлитип аридин төт ат өткәндин кейин төтинчи шишә вухән вируси ваксинаси әмлитидиғанлиқлири қәйт қилинди.

хәвәрләрдә йәнә, түнүгүн (2021-йили 21-декабир) кәчтә исираилийә сәһийә министирлиқиға қарашлиқ сәһийә кеңишиниң, 170 кишиниң омикрон варийанти билән йуқумланғанлиқиниң байқилиши билән, мәзкур қарарниң чиқирилғанлиқи, дөләт ичидә омикрон варийанти байқалғанлар санниң 341 гә чиққанлиқи қәйт қилинди.

исираилийә нойабир ейи (2021) ниң ахирида вухән вирусиниң йеңи варийантлири сәвәбидин чеградин кириш-чиқишларни чәклигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر