америка афғанистанға йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини уқтурди

америка қошма иштатлири афғанистанға инсаний йардәмләрни йоллашни давамлаштуридиғанлиқини уқтурди.

1750647
америка афғанистанға йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, американиң афғанистан хәлқигә инсаний йардәм бериштә башламчи болуватқанлиқини, вашингтонниң афғанистандики вәзийәттин хәвәрдар икәнликини билдүрүп: «инсаний йардәм мәсилисигә кәлсәк, америка қошма иштатлири афғанистан хәлқигә инсаний йардәм бериштә рәһбәрдур. пәқәт авғуст ейиниң мабәйнидә (афғанистанға) 208 милйон доллар, бу йил җәрйанида болса, 475 милйон доллар йардәм қилдуқ» деди.

америка афғанистан хәлқиниң қиш пәслидики маддий қийинчлиқлирини йеңишигә йардәмчи болуш үчүн б д т билән һәмкарлишиватқанлиқини билдүргән прайс, американиң хәвп астидики афғанларниң орунлирини алмаштуруш вәдисидә туридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر