йәһудий еқиндилар пәләстинликләрниң өйлиригә от қойуп бәрди

исраилийә әскәрлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақниң наблус шәһиридә, 15 пәләстинликни пластик оқ етип йариландурди.

1749786
йәһудий еқиндилар пәләстинликләрниң өйлиригә от қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қизил ай җәмийити тәрипидин елан қилинған байанатта, (түнүгүн) исраилийә әскәрлириниң наблусниң шималидики бурқа йезисида йүз бәргән талаш-тартишта 15 пәләстинликни пластик оқ билән йариландурғанлиқи, 52 кишиниң йаш аққузуш бомбисиниң еғир тәсиригә учриғанлиқи вә мәйданда даваланғанлиқи билдүрүлди.

исраилийә әскәрлириниң қоғдиши астидики йәһудий еқиндилар, бурқа йезиси әтрапидики һумәш олтурақ районидин аптомобиллири билән өтиватқан пәләстинликләргә таш етип һуҗум қилди.

йәһудий еқиндилар 17 - вә 18 – дикабирда ғәрбий қирғақтики бәзи йезиларға бесип кирип, пәләстинликләрниң өйлиригә от қойуп бәргән вә мал-мүлүклиригә зийан йәткүзкән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر