авистиралийәдә 4 оқуғучи шамал учуруп кетип қаза қилди

авистиралийәниң тазманийә өлкисидә, мәктәп бағчисида оқуғучилар үстигә сәкрәп ойнаватқан йәл қәләни шамал учуруп кетиши сәвәбидин 4 оқуғучи һайатидин айрилди.

1748404
авистиралийәдә 4 оқуғучи шамал учуруп кетип қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: авистиралийә медйасиға чиққан хәвәрләргә асасланғанда, девонпорт шәһиридики һилкрест башланғуч мәктипидә өткүзүлгән тәбрикләш паалийити җәрйанида,  оқуғучилар сәкрәп ойнаватқан йәл қәләни шамал учуруп кәткән.

тазманийә сақчилири 10 метир егизликтин йәргә чүшкән 6-синип оқуғучилиридин 4 оқуғучиниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

тазманийә сақчи идарисиниң башлиқи даррен хин туйуқсиз чиққан қаттиқ шамалниң йәл қәләни учуруп кәткәнликини билдүрди.

авистиралийә баш министири скот моррисонму вәқәгә қарита: «кишиниң ишәнгүси кәлмәйдиған дәриҗидә йүрәкни йара қилидиған вәқә» деди.

сақчиларниң  вәқәгә қарита тәкшүрүшлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر