һиндистан армийәси баш иштаб башлиқи айропилан қазасида һайатидин айрилди

һиндистан армийәси баш иштаб башлиқи бипин рават тик учар айропилан қазасиға учрап һайатидин айрилди.

1744795
һиндистан армийәси баш иштаб башлиқи айропилан қазасида һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан һава армийәси твиттердики адресида байанат елан қилип, һиндистан армийәси баш иштаб башлиқи бипин рават, рәпиқиси мадһулика рават вә тик учар айропиландики башқа 11 адәмниң әпсуслинарлиқ қазада һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

рават вә рәпиқиси қошулуп җәмий 14 адәм олтурған һәрбий тик учар айропиланниң тамил наду өлкисидә чүшүп кәткәнлики билдүрүлгәниди؛ һиндистан хәвәр агентлиқи «прес траст», қазаға учриған айропиланниң бир һава армийә базисидин армийәниң бир мәктипигә қарап йолға чиққанлиқини хәвәр қилғаниди.

алақидар тармақлар қазаниң йүз бериш сәвәбини тәкшүрүш хизмитиниң башланғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر