меркел үчүн һәрбий видалишиш мурасими өткүзүлди

германийә баш министири ангела меркел үчүн дөләт мудапиә министирлиқида һәрбий видалишиш мурасими өткүзүлди.

1742479
меркел үчүн һәрбий видалишиш мурасими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири:  германийә баш министири ангела меркел дөләт мудапиә министирлиқида өткүзүлгән һәрбий видалишиш мурасимида сөз қилди.

у 16 йиллиқ баш министирлиқ вәзиписидин кейин миннәтдарлиқ вә кәмтәрлик һес қилғанлиқини ейтти.

у келәр һәптә вәзиписини сотсйал демократ партийәсиниң рәиси олаф шолз (Olaf Scholz) ға өткүзүп бериду.

у баш министир болуп хизмәт қилған 16 йилниң һәмишә қийин өткәнликини билдүрүп:  «болупму ваба тарқалған бу икки йил, сйасәткә, билимгә вә иҗтимаий сөз-һәрикәткә болған ишәнчниң қанчилик муһим икәнликини, шундақла қанчилик аҗиз икәнликини испат билән көрсиитп бәрди» деди.

у демократийәни нәпрәт, зораванлиқ вә хата учурлардин қоғдашни чақириқ қилип, мундақ деди:

 «демократийәмиз, өзини өзи тәнқид қилидиған вә түзүтүш иқтидари билән тәрәққий қилиду. давамлиқ мәнпәәт тәңпуңлуқида вә бир-биригә болған һөрмәттә йашайду. у изчил мәнпәәт вә бир-бирини һөрмәтләш тәңпуңлуқида йашайду. у иттипақлиқ вә ишәнчни илгири сүриду, шундақла пакитқа ишиниду. илим-пән билимлири рәт қилинған, сүйқәст нәзәрийәси вә һессийаттин пайдилиниш кәң тарқалған һәр қандақ җайда, зиддийәтни чоқум оттуриға қойуш зөрүр болған әмәлийитидә йашайду» деди.

у кейинки қийинчилиқларға җаваб тепиш вә кәлгүсини шәкилләндүрүш вәзиписиниң йеңи һөкүмәткә қалғанлиқини әскәртип, бу сәвәбтин келәр һәптә вәзиписини өткүзүп беридиғанлиқини билдүрди вә олаф шолзға мувәппәқийәт тилиди.

видалишиш мурасимиға, пирезидент франк волтер стейинмейир (FrankWalter Steinmeier) вә рәпиқиси елке бүденбендер (ElkeBüdenbender) һәмдә мунасивәтлик йуқири дәриҗилик сийасий рәһбәрләр қатнашти.

баш министир ангела меркел 8-декабир (2021) парламентта, олаф шолз қәсәм бәргәндин кейин, униңға вәзиписини өткүзүп бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر