русийәдә бир көмүр канда йүз бәргән от апитидә 11 адәм қаза қилди

русийәниң кемерово райониға җайлашқан бир көмүр канда йүз бәргән от апитидә 11 адәм қаза қилди.

1738708
русийәдә бир көмүр канда йүз бәргән от апитидә 11 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә җиддий әһвалларға тақабил туруш  ишлири министирлиқиниң билдүрүшичә, кемерово райониға җайлашқан көмүр канда тәхминән 250 метир чоңқурлуқта от апити йүз бәргән.

байанатта тәкитлинишичә, от апитидә 11 киши қаза қилған, 45 киши йариланған, 239 киши тарқақлаштурулған.

русийә пирезиденти виладимир путин, қазада һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлири үчүн тәзийә байанати елан қилған.

киремил сарийи байанатчиси димитрий песковму, мухбирларни күтүвелиш йиғинида, путинниң канда давамлишиватқан издәш - қутқузуш паалийәтлири үчүн барлиқ имканийәтләрниң сәпәрвәр қилиниши тоғрулуқ  йолйоруқ чүшүргәнликини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر