сәуди әрәбистанда қар йағди
сәуди әрәбистанниң шималий чегра райониға җайлашқан турәйф шәһиридә қар йағди.
1736756
түркийә авази радийоси хәвири: спутникниң хәвиригә асасланғанда, сәуди әрәбистанниң турәйф шәһириниң егиз вә тағлиқ районлирида көрүнәрлик дәриҗидә қар йағқан вә райондики нурғун җайлар ақ рәңгә пүркәлгән.
сәуди әрәбистан дөләтлик метерологийә мәркизи район температурасиниң 7 гирадусқичә чүшкәнликини вә нөлдин төвәнләш еһтимали барлиқини елан қилған.