йәмәндә хусийларға тәвә 13 һәрбий нуқта битчит қилинди

йәмәндә һөкүмәтни қоллаватқан сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар иранниң қоллиши астидики хусийларға тәвә 13 һәрбий нуқтини битчит қилғанлиқини елан қилди.

1736559
йәмәндә хусийларға тәвә 13 һәрбий нуқта битчит қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи «SPA» ниң хәвәр қилишичә, әрәб бирләшмә қисимлириниң йазма байанатида, хусийларниң контроллуқидики сана, сада вә марибтики бир қисим һәрбий нуқтиларниң муһим бир һәрбий һәрикәт арқилиқ  битчит қилинғанлиқи билдүрүлгән.

байанатта, мәзкур нишанларға 13 қетим һава һуҗуми елип берилғанлиқи, нишанлар ичидә иран қоллаватқан хусийларға тәвә қорал амбири, һава мудапиә системиси вә учқучисиз айропилан контрол мәркизи қатарлиқ нуқтиларниң вәйран қилинғанлиқи билдүрүлгән.

хусийлар бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر