абдулһәмид дибәйбә: хәлқ диктаторлуқтин узақ туруш еңиға игә

ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә 24-декабир өткүзүлмәкчи болған сайлам һәққидә тохтилип, хәлқниң диктаторлуқтин узақ туруш еңи барлиқини билдүрди.

1736512
абдулһәмид дибәйбә: хәлқ диктаторлуқтин узақ туруш еңиға игә

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтниң ғәрбидики зувара шәһирини министирлар билән бирликтә зийарәт қилған баш министир дибәйбә шәһәрниң илғар әрбаблири билән көрүшти.

дибәйбә учришиштин кейин елан қилған байанатида, «бүгүнки күндә, хәлқимиз мустәбитлик вә диктаторлуқтин узақ туридиған аңға игә. анилар балилириниң зулум вә мустәбитликкә йол ачидиған урушниң қурбаниға айлинишини қәтий қобул қилалмайду» деди.

дибәйбә вәтәнни адавәт билән қурғили болмайдиғанлиқини тәкитләп, «ливийәликләр өтмүшниң йүкидин қутулуп йеңи бир кәлгүсини бәрпа қилалайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر