байдин билән ши җинпиң синлиқ учришиду

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң синлиқ көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлири һәққидә музакирә елип бариду.

1733365
байдин билән ши җинпиң синлиқ учришиду

түркийә авази радийоси хәвири:  ақсарай байанатчиси йен псаки, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң 15 – нойабир күни синлиқ көрүшидиғанлиқини,  учришишта, икки рәһбәрниң, америка қошма иштатлири билән хитай оттурисидики риқабәт вә һәмкарлиқ саһәлири һәққидә музакирә елип баридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «учришишта, пирезидент байдин, америка қошма иштатлириниң нийити, муһим хизмәт кәнтәртиплири вә хитайға қарита әндишилирини сәмимий бир шәкилдә очуқ - ашкара һалда оттуриға қойиду.»

америка қошма иштатлири билән хитай оттурисидики сүркилиш, йеқинқи мәзгилләрдә, тәйвәндики өзгиришләр, уйғур аптоном райони вә хоңкоңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә мунасивәтлик талаш – тартишлар вә хәлқара содиға алақидар мәсилиләр сәвәбидин техиму әвҗ елип кәткәниди.

ши җинпиң,  мушу айниң башлирида шотландийәниң гласгов шәһиридә өткүзүлгән килимат башлиқлар йиғиниға қатнашмиғанлиқи үчүн, байдин – ши җинпиң учришиши ишқа ашмиғаниди.

ақсарай болса, уда бирқанчә айдин буйан, икки рәһбәрниң 2022-йилдин бурун торда синлиқ көрүшидиғанлиқини җакарлаватқан болсиму, әмма учришиш вақти тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрмәйвататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر