қәндәһардики фатмиййә җамәсидә бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистанда талибанниң қәләси дәп билинидиған җәнубтики қәндәһар вилайитидики шиәләрниң фатимиййә җамәсигә бомба һуҗуми қилинди.

1720206
қәндәһардики фатмиййә җамәсидә бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң қәндәһар вилайитидики шиәләрниң фатимиййә җамәси җүмә намизи вақтида бомба һуҗумиға учриди. һуҗумда, нурғун киши җенидин айрилди вә йариланди.

җамәниң бихәтәрликкә мәсул хадими муртаза зарифиниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, һуҗумда 30 киши җенидин айрилған, 200 дин артуқ киши йариланған. җамәдә җүмә намизи вақтида бомба партлиған.

 талибан һуҗум йүз бәргән җамәгә баридиған барлиқ йолларни тақиди.

өткән һәптиму шималдики қундуз вилайитидә шиәләрниң бир җамәси бомба һуҗумиға учриған болуп, һуҗумда 46 киши җенидин айрилған иди. бу һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш үстигә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر