блинкен исраилийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики дипломатийә министирлири көрүшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен исраилийә дипломатийә министири йаир лапид вә әрәб бирләшмә хәлипилики дипломатийә министири абдуллаһ бин зайид әннәһйан билән көрүшти.

1719478
блинкен исраилийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики дипломатийә министирлири көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, блинкенниң исраилийә дипломатийә министири йаир лапид вә әрәб бирләшмә хәлипилики дипломатийә министири абдуллаһ бин зайид әннәһйан билән вашингтонда елип барған учришиши тоғрулуқ  йазма байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, исраилийә дипломатийә министири йаир лапид билән болған учришишида, ибраһим келишимлириниң 1 – йилидин кейинки районниң тинчлиқи һәққидә сөһбәт өткүзгән блинкен, америка қошма иштатлириниң һәм икки дөләтлик түзүмни, һәмдә исраилийәликләргә охшашла пәләстинликләрниң турмушини йахшилаш йолида ташлинидиған қәдәмләрни  қоллайдиғанлиқлирини тәкитлигән.

иран билән йадро музакирилирини өз ичигә алған районлуқ көплигән мәсилиләр һәққидә лапид билән өзара пикир алмаштурған блинкен, америка қошма иштатлириниң исраилийәни күчлүк қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән.

әрәб бирләшмә хәлипилики дипломатийә министири абдуллаһ бин зайид әннәһйан билән елип барған учришишида, бу дөләткә, афғанистандин тарқақлаштурулған кишиләрниң меһман қилинишиға имканийәт йаритип бәргәнлики үчүн миннәтдарлиқ билдүргән блинкен, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң 2050 - йили нөл карбон қойуп бериш нишанини қизғин қаши алидиғанлиқлирини тәкитлигән.

икки министир йәнә, оттура шәрқниң тинчлиқи вә башқа район мәсилилири тоғрилиқму кәң даирилик музакирә  елип, барған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر