түркийә исраилийәни қаттиқ әйиблиди

түркийә исраилийәдики бир сот мәһкимисиниң йәһудийларниң мәсҗиди әқсада «җимҗит» дуа қилиш һоқуқи барлиқини илгири сүргән қарарини қаттиқ әйиблиди.

1716646
түркийә исраилийәни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи исраилийәдики бир сот мәһкимисиниң натоғра қарари тоғрисида байанат елан қилип: «исраилийәдики бир сот мәһкимисиниң йәһудийларниң мәсҗиди әқсада <җимҗит> ибадәт қилиш һоқуқи барлиқини илгири сүргән қарарини қаттиқ әйибләймиз. мәзкур қарарниң мәсҗиди әқсаниң кона һалитини упритишни пиланлаватқанларға техиму күчлүк җасарәт беғишлиши вә йеңи җиддийчиликләрни пәйда қилиши нәзәргә елиниши зөрүр болған әндишә қиларлиқ еһтималлиқтур» дегәнләрни қәйт қилди.

министирлиқниң байанатида йәнә: «биз хәлқара җәмийәтни бу хата, қанунсиз вә хәтәрлик қарарға, һәмдә мәсҗиди әқсаға қаритилған барлиқ иғвагәрчиликләргә қәтий қарши турушқа чақиримиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر