исламға өчмән һәҗивий рәссам қатнаш вәқәсидә көйүп өлди

исламға өчмәнлики билән тонулған шивитсийәлик һәҗивий рәссам ларс вилкис билән икки қоғдуғучиси қатнаш вәқәсидә көйүп өлди.

1714240
исламға өчмән һәҗивий рәссам қатнаш вәқәсидә көйүп өлди

түркийә авази радийоси хәвири: шивитсийәниң «дагенс нихер» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, ларс вилкис вә икки қоғдуғучиси қатнаш вәқәсидә қаза қилған.

сақчи башлиқи андерс торнбер елан қилған байанатида, вәқәни җәзмләштүрди вә икки сақчиниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрди.

шивитсийә дөләтлик телевизийә қанили «SVT» ниң хәвәр қилишичә, смаланд районидики маркарид олтурақ райониға йеқин йуқири сүрәтлик ташйолда йүк машинисиға соқулуши нәтиҗисидә ларс вилкис  олтурған аптомобил партилиған вә от кәткән. вәқәдә исламға өчмән рәссамни қошқанда 3 киши көйүп өлгән вә бир киши еғир йариланған.

йариланған кишиниң йүк машиниси шопури икәнлики, аптомобилда қаза қилғанларниң болса, ларс вилкис вә икки сақчи қоғдиғучиси икәнлики уқтурулған.

смаланд сақчилири бу вәқәни тәкшүрүшни башлиғанлиқини елан қилди.

2007 - йили шивитсийәниң йәрлик гезити «нерикис аллеханда» ларс вилкисниң муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилған һәҗивий рәсимлири елан қилинған вә ислам дунйасида зор наразилиқ қозғиған иди.

2007 - йилдин башлап мәхпий адреста йашашқа башлиған вә сақчи қоғдуғучилири биләнла сиртқа чиқалайдиған болуп қалған вилкис, нурғун программилирида наразилиққа учриған, һәтта униңға тухум билән һуҗумму қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر