әнглийәдә ички ишлар министирлиқи көчмән балиларға тутқан позитсийә сәвәбидин сотланмақта

әнгилийәдә бир хәйр-сахавәт оргини дөләт ичидики көчмән балиларға қилинған муамилә сәвәбидин ички ишлар министирлиқи вә шәһәрлик һөкүмәт кеңиши үстидин сотқа әрз сунди.

1704510
әнглийәдә ички ишлар министирлиқи көчмән балиларға тутқан позитсийә сәвәбидин сотланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әнгилийә ички ишлар министирлиқи вә шәһәрлик һөкүмәт кеңиши әнгилийәгә кичик кемиләр билән кәлгән балиларға  қарита «қанунсиз вә кәмситиш» характерлик муамилә қилғанлиқи сәвәбидин қануний җазаға тартилиш алдида турмақта.

сотқа әрз сунған «Detention Action»  оргини афғанистанлиқларниму өз ичигә алған қурамиға йәтмигән балиларниң ички ишлар министирлиқиниң бир тәрәп қилиш мәркизидә бир нәччә күнгичә тутуп турулғанлиқи вә йетәрлик қоллаш билән тәминләнмәстин меһманханиларға орунлаштурулғанлиқи сәвәбидин сотқа әрз сунған иди.

бәзи чағларда һәтта, балиларниң һәптиләргичә кийим-кечәк йаки айағлирини алмаштуралмиғанлиқи, қануний мәслиһәт вә иқтисадий йардәм билән тәминлимәстин меһманханиларға ташлап қойулғанлиқи билдүрүлди.

сотқа әрз сунған «Detention Action»  оргини шәһәрлик һөкүмәт кеңишиниң балиларни беқиш мәҗбурийитигә хилаплиқ қилғанлиқини вә йеңи кәлгән көчмән балиларниң әнгилийә пуқралири йаки башқа балиларға селиштурғанда биваситә кәмситишкә учритилғанлиқини оттуриға қойди.

хәйр-сахавәт оргини делониң иккинчи җавабкари болған ички ишлар министирлиқиниңму һәмраһсиз, қурамиға йәтмигән балиларни қанунсиз тутуп турғанлиқи вә уларни әһмийәт берилмигән бир шәкилдә меһманхана туралғулириға орунлаштурғанлиқини һәмдә йәрлик мәсулларниңму мәсулийәтни үстигә елишни бекитмигәнликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر