мексикада бир  дохтурханини су бесип, 16 бемар қаза қилди

мексикада қаттиқ йамғур йеғиш сәвәбидин бир  дохтурханини су бесип, 16 бемар қаза қилди.

1704434
мексикада бир  дохтурханини су бесип, 16 бемар қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, һидалго өлкисидики иҗтимаий капаләт дохтурханисини қаттиқ йамғур сәвәблик кәлкүн бесип кәткән.

даириләр тула дәрйасиниң тешип кетиши нәтиҗисидә дохтурханиниң бир нәччә минут ичидила су билән толғанлиқини, ток еқиминиңму бузулиши сәвәбидин оксиген үскүнилириниң зийанға учриғанлиқини елан қилди.

иҗтимаий таратқуларда тарқалған синалғуларда, дохтурханиниң су астида қалғанлиқи, сәһийә хадимлириниң бемарларниң карватлирини суниң оттурисиға һәрикәтләндүрүшкә  тиришиватқанлиқи көрилиду.

вәқәдә 16 бемар қаза қилди. пүтүн өлкә миқйасида қаттиқ йамғур сәвәбидин кәм дегәндә 39 миң кишиниң тәсиргә учриғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر