ирақта тик учар чүшүп кетип, 5 әскәр қаза қилди
ирақниң салаһаддин вилайитидә һәрбий тик учар чүшүп кетиши сәвәбидин 5 әскәр қаза қилди.
1682187
түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һөкүмити ахбарат бихәтәрлик тори тәрипидин елан қилинған байанатта, «Mi17» типлиқ һәрбий тик учарниң салаһаддин виләйитигә қарашлиқ амирли йезисиға йеқин җайда чүшүп кәткәнлики билдүрүлди.
тик учард олтурған 5 әскәрниң һайатидин айрилғанлиқи уқтурулди.
тик учарниң чүшүп кетиш сәвәби һәққидә һечқандақ чүшәнчә берилмиди.