нйуйоркта ишчи - хизмәтчиләрдин ваксина әмлитиш йаки һәр һәптә тәкшүрүштин өтүш тәләп қилинди

америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә ишчи - хизмәтчиләргә 6 – сентәбиргичә ваксина әмлитиш йаки һәр һәптидә бир қетим йуқум тәкшүрүшидин өтүш шәрти қойулди.

1682130
нйуйоркта ишчи - хизмәтчиләрдин ваксина әмлитиш йаки һәр һәптә тәкшүрүштин өтүш тәләп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нйу йорк валийси андрев кумо байанат елан қилип, иштат миқйасидики тәхминән 250 миң ишчи – хизмәтчигә вухән вируси (ковид – 19) дин йуқумлиништики ешишниң алдини елиши үчүн ваксина әмлитиш йаки һәптилик йуқум тәкшүрүшидин өтүш шәрти қойушқа мәҗбур болуп қалғанлиқини билдүрди.

дөләт игиликидики дохтурханиларда ишләйдиғанларниң ваксина әмлитиштин башқа таллишиниң йоқлуқини билдүргән кумо, хусусийлар игиликидики саһәләрдикиму хизмәтчилирини вә херидарлирини ваксина әмлитишкә риғбәтләндүрүшкә чақирди.

нйу йорк шәһәрлик һөкүмәт башлиқи бил де бласиому 26 – ийул елан қилған байанатида, шәһәрдики оқутқучилар вә сақчиларни өз ичигә алған шәһәрлик һөкүмәт қармиқидики 340 миң хизмәтчидин 13 сентәбиргичә ваксина әмлитишни, әмләтмигәнләрдин һәр һәптә тәкшүрүштин өтүшни тәләп қилидиғанлиқлирини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر