даешқа қарши иттипақдаш күчлири пәшмәр күчлиригә йардәм бәрди

америка қошма иштатлири башчилиқидики даешқа қарши  күрәш иттипақдаш күчлири ирақ корд районлуқ һөкүмитигә қарашлиқ пәшмәргә күчлиригә 2 – қетим һәрбий аптомобил йардәм қилди.

1681946
даешқа қарши иттипақдаш күчлири пәшмәр күчлиригә йардәм бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: иттипақдаш күчлири, әрбилдә өткүзүлгән мурасимда, пәшмәргә министирлиқиға, «һумве» типлиқ биронивик вә қутқузуш аптомобиллириниму өз ичигә алған 59 һәрбий аптомобилни тапшуруп бәрди.

америка қошма иштатлири башчилиқидики даешқа қарши  күрәш иттипақдаш күчлири, пәшмәргә министирлиқиға, 26 – ийул күниму 70 әтрапида  йеңи һәрбий аптомобилларни бәргәниди. мурасимда көргәзмә қилинған аптомобиллар арисида, «һумве» типлиқ биронивиклар, нефит аптомобиллири вә һәрбий  йүк аптомобилларниңму барлиқи көрүлгәниди.

мәзкур йардәмниң, ирақ баш министири мустафа әлқазиминиң, «террорлуқ тәшкилати даешқа қарши  күрәш үчүн америкалиқ әскәрләрниң ирақтики мәвҗудийитигә еһтийаҗ қалмиғанлиқини» ейтишидин кейин берилиши диққәт қозғиғаниди.

00



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر