америка: өрүлүп чүшкән бина қалдуқлири астидикиләрни издәш хизмәтлири ахирлашти

америка қошма иштатлириниң мийами шәһиридики бир ай илгири өрүлүп чүшкән бинаниң қалдуқлири астидикиләрни издәш – қутқузуш хизмәтлириниң ахирлашқанлиқи уқтурулди.

1679435
америка: өрүлүп чүшкән бина қалдуқлири астидикиләрни издәш хизмәтлири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақлар, вәқәдин кейинки издәш – қутқузуш хизмәтлири нәтиҗисидә харабилик астидин 97 кишиниң җәситиниң чиқирилғанлиқини, бир кишиниң издерикиниң қилиналмиғанлиқини уқтурди.

игилинишичә, сақчилар қалдуқлар  астидики нәрсә – керәк вә шәхсий буйумларни тәкшүрүшни давамлаштуридикән.

мийаминиң сурфсайд районидики 40 йиллиқ тарихқа игә 12 қәвәтлик бир бинаниң бир қисми  24 – ийун туйуқсизла өрүлүп чүшкәниди.

район мәсуллириниң 2018-йили бина башқуруш һәйитигә мәктуп йоллап, 1981-йили селинған мәзкур бинаниң қурулмисиниң еғир хәвп астида икәнлики тоғрисида агаһландурғанлиқи ашкариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر