афғанистан пирезиденти һейт намизи оқуватқан пәйттә, ракетамийот һуҗуми йүз бәрди

афғанистанда пирезидент әшрәф ғәни һейт намизи оқуватқан пәйттә, пирезидентлиқ сарийи әтрапиға ракетамийот һуҗуми қилинди.

1677831
афғанистан пирезиденти һейт намизи оқуватқан пәйттә, ракетамийот һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидентлиқ сарийи вә америка қатарлиқ һәр қайси дөләт әлчиханилири җайлашқан йешил районға аз дегәндә 3 ракетамийот чүшти.  

ракетамийот һуҗуми һуҗуми пирезидент әшрәф ғәни һейт намизини оқуватқан пәттә йүз бәрди.

ички ишлар министирлиқи байанатчиси мирварис ситаникзайи, «афғанистанниң дүшмәнлири кабулниң һәр қайси җайлириға ракетамийот һуҗуми қилди. дәсләпки мәлуматларға асасланғанда адәм өлүш һадисиси көрүмиди» деди.

һуҗумдин кейин пирезидент әшрәп ғәни қурбан һейт нутқини сөзлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر