хитайда байқалған йеңи бир вирус бир кишиниң җениға замин болди

хитайда бир мал дохтури «маймун  B- BV » вируси билән йуқумлинип қаза қилди.

1677084
хитайда байқалған йеңи бир вирус бир кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: шундақ қилип қилип хитайда «маймун  B- BV »  вируси түпәйлидин тунҗи өлүм йүз бәргән болди.

«һиндистан вақит гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, хитайниң пайтәхти бейҗиңда 53 йашлиқ мал дохтури көңли елишиш вә қусуштәк биарамлиқ башлинип, бир айдин кейин қизитма вә нерва кесәллик аламәтлириниму көрситшкә башлиған.

хитайниң «CDC» һәптилик хәвәр тор бекитиниң билдүришичә, 53 йашлиқ мал дохтури март ейиниң бешида икки өлүк маймунни тәкшүргәндин кейин «маймун  B- BV » вируси билән йуқумланған.

мал дохтури охшимиған бир қанчә дохтурханида даваланған болсиму үнүм бәрмәй 27-майда қаза қилған.

апрелниң оттурилирида бир гуруппа тәтқиқатчилар кесәлликкә исим қойуш үчүн бимардин омуртқа суйуқлуқи, қан, бурун суйуқлиғи вә плазма қатарлиқ әвришкиләрни алған.

хитай дөләтлик вируслуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш институтиға әвәтилгән әвришкиләрдә, «RT-PCR» тәкшүрүшлири нәтиҗисидә «BV» вируси байқалған.

хитай даирлири қаза қилған бимар билән қойуқ алақидә болған барлиқ туғқанлириниң синақлириниң мәнпий чиққанлиқини елан қилған.

вирусниң мал дохтурлири, һайванатларни асраш хадимлири вә тәҗрибихана тәтқиқатчилириға йуқуш хәвпи йуқири икәнлики уқтурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر